Доналд рамсфилд ирақни зиярәт қилди
2004.12.24
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфилд, христианларниң рожиства байрими һарписи ирақни туюқсиз зиярәт қилип, ирақтики америка қисимлирини йоқлиди. У җүмә күни америка армийисиниң мосулдики қисимлирини көздин кәчүрди. Шундақла төт күнниң алдида бу йәрдә йүз бәргән партлаш вәқәсидә яриланған әскәрләрдин һал сориди.
Төт күнниң алдида мосулдики америка қисимлириниң базисида партлаш йүз берип, 22 адәм өлгән. Америка һәрбий даирилири, партлаш вәқәси өзини өлтүрвелиш характерлик һуҗум болуши мумкин, дәп җакарлиди. Бу вәқә өткән йили 4 - айда америка башчилиқидики иттипақдаш күчләр ираққа һуҗум қилғандин бери, америка қисимлири учриған әң чоң йоқитиш болған.
Буниңдин илгири рамсфилд, ирақта өлгән америка әскәрлириниң аилә тавабатиға язған һал сораш хетини өзиниң имзалимиғанлиқи, шундақла кувәйтни зиярәт қилғанда бу йәрдики америка әскәрлирини азарлаш билән тәнқит қилинған. Америка дөләт мәҗлисиниң бәзи әзалири рамсфилдни истипа беришкә чақирған иди.
Рамсфилд, америка әскәрлиригә уларниң ирақтики вәзиписи пәвқулладә муһимлиқини тәкитлиди. Әскәрләрниң рожиства байримини тәбриклигән рамсфилд, қораллиқ унсурлар үстидин ғәлибә қилиш ишәнчисиниң камиллиқини илгири сүрди. Рамсфилд, шу күни тикрит, кәрбала қатарлиқ җайлардики америка әскәрлирини көздин кәчүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақ даирилири йәкшәнбә күнидики партлашлар сәвәбидин 50 кишини қолға алди
- Ирақтики бир йүрүш партлашларда 40 тин артуқ адәм өлди
- Ирақниң мосул шәһиридә чәтәл пуқралири өлтүрүлди
- "Химийилик әли" уруш җинайәтчиләр сот мәһкимисидә сотлиниду
- Бағдаттики партлашта 13 киши қаза қилди
- Ш а о ә т (NATO) ирақтики хадимлирини көпәйтишкә қошулди
- Ирақ президенти сайламни кечиктүрүшни рәт қилди
- Бағдаттики партлаш вәқәлиридә 26 адәм өлди
- Ирақтики қалаймиқанчилиқ сәвәбидин, сайлам өткүзүш қийинға тохтиши мумкин
- Ирақта йүз бәргән партлашларда йәнә он киши өлди