Түркийә баш министири америкиға кәлди

Америкида зиярәттә боливатқан түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған чаршәнбә күни ақсарайда америка президенти җорҗ буш билән көрүшүп, икки дөләтниң истратегийилик шириклик мунасивитини тәкитлиди. Әрдоған йәнә, америка карханилирини түркийигә мәбләғ селишқа үндигән.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, түркийә баш министири әрдоған америка президенти бушниң оттура шәрқ пиланини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Президент буш түрк-америка мунасивитиниң стратигийилик шириклик мунасивити икәнликини тилға алди. Икки дөләт рәһбәрлири учришишта йәнә, ирақ мәсилиси, шималий ирақтики пекака қораллиқ күчлири, түркийиниң явропа иттипақиға әзалиқи, сипрус вә сүрийә мәслилири бойичә сөһбәт елип барди.

Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған вашингтонға қилидиған сәпирини башлаштин илгири, америка- түркийә мунасивәтлиридә тохтилип, "түркийә вә америка һәр иккила дөләт бир- биригә еһтияҗлиқ. Түркийә америка үчүн достлуқни ада қилидиғанлики ишниң һәммисини қилип кәлди һәмдә буниңдин кейинму давамлиқ шундақ қилиду" дегән. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org