Америка сода министири дон иванс хитайда зиярәттә болди


2005.01.11

Америка сода министири дон иванс, сәйшәнбә күни хитайдики зияритини башлиди

Франсийә агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ивансниң бу қетим хитайда елип баридиған зияритиниң асаслиқ мәқсиди хитай тәрәп билән, хитайда йүз бериватқан содида адил болмаслиқ қилмишлири , базарға киргән малларниң һоқуқини қоғдаш һәмдә әқлий мүлүк һоқуқи һәққидә бәргән вәдисигә әмәл қилиш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилиштин ибарәт икән.

Иванс хитайни зиярәт қилиштин бир күн илгири, вашингтонда хитайниң америка ишчилириниң мәнпәәтигә зиян елип келидиған патент һоқуқиға дәхли- тәрүз йәткүзүш қилмишини тохтитиш керәкликини оттуриға қойған иди.

Ройитирис агентлиқи бу һәқтә хәвәр елан қилип, америкиниң сода министири ивансниң хитайға қаратқан зиярити һарписида, бейҗиңниң әң мәшһур кочилиридин шишуй кочисидики чоң базарда сахта маркилиқ малларни сетишни тохтатқанлиқини ашкарилиди. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.