Америка -хитай дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңдики сөһбитини аяқлаштурди
2005.02.01
Сәйшәнбә күни, америка -хитай дөләт мудапиә министирлиқиниң хадимлири бейҗиңдә өткүзгән икки күнлүк сөһбитини аяқлаштурди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, тәйвән мәсилиси бу қетимқи сөһбәтниң асаслиқ темиси болуп, хитай тәрәп америка вәкиллиригә, тәйвән мәсилисиниң икки тәрәп мунасивитидики назук бир мәсилә икәнликини әскәрткән.
Хитай тәрәп баянатчисиниң ейтишичә, бу қетимқи сөһбәттә икки тәрәп яврупа иттипақиниң 1989 -йили хитайға қарита йүргүзгән қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилиси үстидә музакирә елип бармиған.
Бу қетимқи сөһбәтниң мәқсиди, америка вә хитай тәрәп һәрбий мунасивитиниң яхшилинишини қолға кәлтүрүш болуп, 2001 -йили америкиниң бир развитка айруплани билән хитайниң урушчи айруплани бир -биригә соқулғандин кейин икки тәрәпниң һәрбий мунасивити тоңлитилған иди, хитай һөкүмәт мәтбуати бир һәрбий хадиминиң сөзини нәқил кәлтүрүп: " бу йилниң ахири, америка дөләт мудапиә миниситири рамисфелд, хитайда зиярәттә болиши мумкин " дигән.
Хитай сәһийә министирлиқи барлиқ йәрлик сәһийә орунлириға уқтуруш чүшүрүп, меннгитниң алдини елиш тәдбирлирини җидди елип беришни тәләп қилған.
Минингит, чоң миңә пәрдиси вә умуртқа сүйиниң яллуқлинишидин келип чиқидиған, бактирийә вә яки микроп зәһәрлинишидин пәйда болидиған юқумлуқ кесәл болуп, униңда асасән баш ағриш, қусуш вә бойни қетип ағриш аламәтлири көрилидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка вә хитайниң дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңда сөһбәт өткүзди
- Хитай һөкүмити америкиниң димократийини илгири сүрүш һәққидики чақириқини рәт қилди
- Кишилик һоқуқ мәсилиси, америка- хитай мунасивитидә тосалғулуқ рол ойнайдикән
- Көп қисим америкилиқлар хитайни йәнила тәһдид һесаблайдикән
- Еванис хитайни пул қиммитини әркин тутушқа чақирди
- Америка сода министири дон иванс хитайда зиярәттә болди
- Америка билән хитай, хитайниң "бөлүнүшкә қарши қануни" ни музакирә қилди
- Америка явропа иттипақини қорал - ярақ имбаргосида агаһландурди