Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йиллиқ доклат елан қилди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати сәйшәнбә күни, дунядики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида 2006‏-йиллиқ доклатини елан қилип, асия дөләтлириниң өткән йили кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш үчүн террорчилиққа қарши уруштин пайдиланғанлиқини билдүрди.

Доклатта, хитай һөкүмитиниң "террорчилиқ" вә "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш" билән әйибләнгән кишиләрни мәхпи сотта сотлиғанлиқи, афғанистандики америка вә бирләшмә армийә қисимлириниң вә пакистандики бихәтәрлик қисимлириниң террорчилиққа қарши уруш намида кишиләрни сәвәбсиз қолға алғанлиқи тәкитләнгән.

Доклатта шундақла, америка президенти җурҗ бушниң, хәлқарадики тәләпләргә қаримай, гуәнтанамодики һәрбий түрмини тақимиғанлиқи қаттиқ тәнқид қилинған.

Доклатта билдүрүлүшичә, 2005‏- йили хитайда 3900 киши өлүмгә һөкүм қилинған болуп, булардин 1770 киши үстидики өлүм һөкүми иҗра қилинған. Доклатта йәнә, хитайда иқтисадий тәрәққиятниң кишилик һоқуқниң яхшилинишиға һечқандақ тәсир көрсәтмигәнлики һәмдә, хитайдики кәмбәғәлләр вә байлар арисида күнсери көпийиватқан пәрқниң хитайниң начар болған кишилик һоқуқ хатирисиниң техиму начарлишишиға сәвәб болуватқанлиқи тәкитләнгән. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org