Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 59 - нөвәтлик йиғини ечилди
2004.09.21
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 59 - нөвәтлик йиғини сәйшәнбә күни ню- йоркта ечилиш мурасими өткүзди. Йиғинда бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи кофи аннан билән америка президенти җорҗ W буш нутуқ сөзлиди .
Һәр йили бир қетим өткүзүлидиған мәзкур йиғинда кофи аннан асаслиқи хәлқарадики тоқунуш мәсилилиридә чоқум, хәлқара қанунға бойсунуш керәкликини оттуриға қойди. Кофи аннан өткән һәптә әнглийә б б с радио телевизийә ширкитиниң зияритини қобул қилип, америка рәһбәрлик қиливатқан ирақ урушиниң ” қанунсиз“ икәнликини көрсәткән. Чүнки вашингтон, ираққа һуҗум қилиштин бурун бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң рухситигә еришмигән .
Президент буш, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғинида қилған сөзидә асасән сәһийә ишлирини яхшилаш шуниңдәк әркинлик вә демократийини тәрғип қилиш мәсиллилири үстидә тохталған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң -59 нөвәтлик йиғини нйо-йоркта ечилди