Б д т ниң йеңи кишилик һоқуқ кеңиши йиғин өткүзди
-
2006-06-19 -
-
-
Дүшәнбә күни шветсарийиниң җәнвә шәһиридә, йиңи қурулған бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң йиллиқ йеғини башланди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катиби кафи аннан бу мунасивәт билән бәргән баянатида, йеңи қурулған бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ күришини қайтидин башлиши үчүн йеңи чоң бир пурсәт яритиду, деди.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңиши, бу тәшкилатниң кишилик һоқуқ комитети орниға қурулди. Кишилик һоқуқниң һәрқайси дөләтләрдики вәзийитини көзитип, дөләтләрниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилишини капаләткә игә қилиш үчүн қурулған б д т кишилик һоқуқ комитети, хитай, коба, судан қатарлиқ өзлири кишилик һоқуқни дәпсәндә қилип келиватқан дөләтләрниң тәшкилатқа әза болувелип, бир-бириниң әйибини йепиш үчүн өз-ара һәмкарлашқанлиқи сәвәбидин етибарини йоқитип, вәзиписини орундиялмас әһвалға чүшүп қалған. Шуңа б д т бу комитетини бикар қилип, униң орниға 47 әзаға игә болған кишилик һоқуқ кеңишини қуруп чиққан.
Кафи аннан, йеңи қурулған бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң тунҗи йеғининиң ечилишида қилған сөзидә, бу кеңәшниң сиясий оюн сәһнисигә айлинип қилишиға рухсәт бәрмәңлар. Давамлиқ кишилик һоқуқи дәпсәндә болғанларни ойлаңлар, деди.
Әмма, йеңи қурулған кишилик һоқуқ кеңишигә йәнә хитай, коба, сәуди әрәбистан вә русийә қатарлиқ дөләтләрниң әза болуп киргәнлики, нурғун кишиләрни әндишиләндүрди.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири, бу йиңи кеңәшниң қурулмисидин рази әмәсликини, униң, бикар қилинған б д т кишилик һоқуқ комитетиға охшап қиливатқанлиқини билдүрмәктә. (Қанат)