Б д т хитайни қуш зукам виросиға қарши дориларни өй қушлириға ишләтмәсликкә агаһландурди


2005.06.22

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға қарашлиқ озуқлуқ вә йеза игилик оргини чаршәнбә күни хитай һөкүмитини қуш зукам виросиға қарши дориларни өй қушлириға ишләтмәсликкә агаһландуруп, ундақ болмиғанда буниң яман ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини әскәртти.

Мәзкур органниң хитайдики вәкили норәддин мона бу һәқтә тохтулуп, "әгәр бу йәрдики өй қушлириға қуш зукиминиң алдини елиш вирослири урулса, у чағда кәлгүсидә хитайда яки башқа һәр қайси дөләтләрдә адәмләр қуш зукимиға гириптар болғанда, бу дора адәмләргә пайда қилмайдиған болуп қалиду" дәп билдүрди.

Америкида чиқидиған даңлиқ "вашингтон почта гезити" бу һәқтә мәхсус мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң қоллиши астида хитайдики деһқанларниң 1990 - йиллардин башлапла өй қушлириниң қуш зукими болуп қелиштин сақлиниш үчүн, уларға қуш зукамға қарши виросларни ишлитип кәлгәнликини билдүрди.

Хәвәрдә көрситилишичә, һайванларға бу хил дора ишлитилсә, вирус наһайити тезла бу дориларға өзлишивалидикәндә, кейин адәмләр бу кесәлни юқтуривалғанда бу хилдики дорилар кар қилмайдиған болуп қалидикән.

Нөвәттә б д т дин башқа йәнә, дуня сәһийә тәшкилати қатарлиқ һәр қайси сәһийә вә ашлиқ ишлириға мәсул органлар хитай һөкүмитигә бу җәһәттә җиддий бесим ишләтмәктә. Лекин хитай һөкүмити һазирғичә буни техи етирап қилмиди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.