Белорусийидики сайламда йәнә кона президент ғәлибә қилди

Өктичиләр тәрипидин диктаторлуқ билән әйибләнгән белорусийә президенти александир лукашенко йәкшәнбә күни өткүзүлгән президент сайлимида 83% тин юқири авазға еришкән. Русийә агентлиқлириниң вә америка авази радиосиниң учуридин мәлум болушичә, беләт ташлинип, икки саәттин кейин белорусийә дөләтлик телевизийә истансиси дәсләпки сайлам нәтиҗисини елан қилип, лукашенкониң 82% беләткә, өктичи рәһбири милинкевичниң 2% беләткә еришкәнликини ашкарилиған. Александир лукашенко белорусийиниң президентлиқ вәзиписини атқуриватқанлиқиға 12 йил болған. У икки қетим вәзипә тапшурувалған болуп, бу қетим үчинчи қетим президент болидикән. Бирақ, өктичиләр бу нәтиҗидин рази әмәсликини билдүргән болуп, өктичи президент намзити милинкевич дөләтлик ахбарат васитилириниң әркин вә адил сайлам үчүн хизмәт қилмайдиғанлиқини, буларниң һәммисиниң лукашенко үчүн хизмәт қилғанлиқини көрситип, йәкшәнбә күни кәчтә сайлам омумий йүзлүк ахирлашқандин кейин пайтәхт минск шәһиридә кәң көләмлик намайиш уюштуридиғанлиқини билдүргән. Бирақ, президент лукашенко болса, һәр қандақ җәмийәт тәртипини бузидиған қалаймиқанчилиқлар вә намайишларни бастуридиғанлиқини җакарлиған.

Александир лукашенко русийәпәрәс сиясәт йүргүзгән болуп, өктичиләр белорус милләтчилик идийисини шуниңдәк русийиниң тәсири астидин қутулуп, демократик түзүм орнитишни тәрғип қилип, лукашенкони диктаторлуқ вә русийәпәрәслик билән әйибләйдикән. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org