Бермидики намайиш дағдуғулуқ давамлашмақта


2007.09.25

Бирмида демократийә бәрпа қилиш үчүн елип бериливатқан намайишқа қатнашқучилар сани 50 миңдин ашти. Бирма пуқралири бир қанчә вақит илгири, һөкүмәтниң йеқилғу баһасини өрләткәнликигә наразилиқ билдүрүп, намайиш елип барған иди. Мәзкүр намайиш берма һәрбий һөкүмити тәрипидин қаттиқ бастурулди.

Бу вәқәдин кейин, нәччә он миңлиған раһиб вә раһибәрләр хәлқни қоллап уланма намайиш елип барди. Улар берминиң пайтәхти рангүн шәһиридә әркинлик - демократийә байриқини қоллирида игиз көтүрүп қатнашни тосиди.

Хәвәрләргә қариғанда, тенчлиқ йосунда елип бериливатқан мәзкүр намайиш, һөкүмәтниң һәрбий җасуслири тәрипидин қәстән бурмиланмақта икән.

Хәлқ бу қетимқи намайиш арқилиқ берма һәрбий һөкүмитиниң һакимийәтни тапшуруп, дөләтни демократик усулда башқуридиған бир һөкүмәткә тапшурушни үмид қилмақта. Мәзкүр намайиш бермидики мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси аңсән сучи ханимниң қоллишиға еришти. (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.