Президент буш, хитайни техиму көп әркинликкә дәвәт қилди


2007.09.07

Америка президенти җорҗ буш, җүмә күни австралийидә кархана йитәкчилиригә сөз қилип, хитай даирилирини 2008 - йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик йиғинини техиму көп әркинлик билән күтүвелишқа дәвәт қилди вә берма һәрбий даирилирини сиясий өктичиләргә зәрбә бериш вә уларни тутқун қилиш билән әйиблиди.

Пәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси билән көрүшкәндә ху җинтавниң бейҗиң олимпик йиғиниға қатнишиш һәққидики тәклипини "мәмнунийәтлик" билән қобул қилған президент буш, олимпик йиғини җәрянида пүтүн дуняниң көзи бейҗиңға тикилидиғанлиқини билдүрди. Буш, " биз хитай рәһбәрлирини бу пурсәттин пайдилинип техиму кәң ечиветиш вә әпучанлиқ җасаритини көрситишкә чақиримиз " дәйду.

Нутқида асия дөләтлирини техиму кәң демократийигә чақирған буш, берма һәрбий даирилири тәрипидин қолға елинған паалийәтчиләрни дәрһал қоюветишкә вә демократийә тәрәпдарлириға зәрбә беришни тохтитишқа чақирди. У, " биз берма һакимийитигә тинч намайиш қилған демократийә тәрәпдарлириға зәрбә бериш, уларни биарам қилиш вә тутқун қилиш һәрикитини тохтитиш тоғрисида бесим ишлитишимиз керәк" дәйду . Бушниң сөзидин бир қанчә күн бурун, бермидики буддист раһиблар бир қанчә йүз кишилик намайиш өткүзүп, берма һәрбий һакимийитигә хатимә беришни тәләп қилған иди. Хитай, берма һәрбий һакимийитини йөләп туруватқан әң муһим дөләттур.

Лекин хитай, америкиниң берма һәрбий һакимийитигә бесим ишлитип, берма өктичи һәрикитиниң рәһбири аңсән сучини қоюветишкә һәйдәкчилик қилиш тәлипини рәт қилмақта вә аңсән сучи мәсилиси берминиң ички иши, дәп униңға арилишиштин өзини қачурмақта иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.