Әнгилийә баш министири бровн хитай рәһбири ху вә венлар билән сөһбәт өткүзди


2008.01.18

Әнгилийә баш министири голден бровн, җүмә күни чүштин бурун бейҗиңға йетип келип, 3 күнлүк хитай зияритиниң 1 - күнила хитайниң 3 али рәһбири йәни хитай дөләт рәиси ху җиңтав, баш министир вен җябав вә хәлқ қурултийи рәиси ву баңголар билән учурашти.

Голден бровнниң бу сәпиридә униңға 30 дәк әнгилийилик карханичи һәмра болуп кәлгән. Күзәткүчиләр, бровнниң хитай зияритиниң асаси күнтәртипи иқтисад - сода мәсилилиригә четилидиғанлиқини билдүрмәктә. Бровн билән вен җябав шу күни өткүзгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида икки тәрәпниң кәлгүси 2 йилда сода һәҗимини 50 % өстүрүп, 60 милярд долларға чиқиришқа қошулғанлиқини ашкарилиди. Бровн мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитай карханилириниң әнгилийә көпәрәк мәбләғ селишини үмид қилған.

Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, бровнниң йенидики исмини ашкарилашни халимайдиған әнгилийилик әмәлдарлар, бровнниң вен җябав билән көрүшкәндә кишилик һоқуқи мәсилисини оттуриға қойғанлиқини, болупму ахбарат әркинлики вә б д т ниң пуқраларһоқуқи һәм сияси һәқләр әдинамисини тезрәк тәстиқлашни тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Әнгилийә баш министири бровн, хитай зияритини башлаштин бурун мәркизи париждики чигрисиз мухбирлар тәшкилати бровндин хитай рәһбәрлиригә ахбарат әркинликини чәкләшни тохтутуш, мәтбуат әркинликини қоюветиш һәққидики вәдисидә туруш тоғрисида бесим ишлитишни тәләп қилған. Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи бейҗиңдики чәтәллик мухбирларға елан қилған баянатида әнгилийә баш министирини хитай сәпиридә уйғур кишилик һоқуқиға көңүл бөлүшкә чақирған. Бровен бейҗиңдики зияритини ахирлаштурғандин кейин, шаңхәйни көздин кәчүриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.