Буш, приздент сайлиминиң җумһурийәтчиләр намзати болушни қобул қилди
Америка призденти җорҗ в буш, пәйшәнбә күни ню-йорктики җумһурийәтчиләр партийиси мәмликәтлик қурултийиниң ахирқи күни сөз қилип, 11 - айдики америка приздент сайлиминиң җумһурийәтчиләр намзатлиқини қобул қилди.
У қурултай вәкиллиригә қилған сөзидә, өзиниң кейинки йилда йүргүзидиған ички- ташқи сияситини шәрһиләп, һөкүмәтниң терроризм вә ирақ һәркитини ақлиди. Бирақ у, ирақта қирғинчилиқ характерлик қораллар тепилмиғанлиқи үстидә көп тохталмиған. У өзиниң кейинки 4 йил ичидә америка хәлқиниң параванлиқи вә дуня хәлқиниң бихәтәрлики үчүн тиришидиғанлиқини билдүргән .
Приздент буш, бу қетимқи сайламға ениқ мәхсәт вә актип пилан билән қатнишиватқанлиқини җакарлап, америкиниң кәлгүсидә терроризмға қарши қәтий ирадә билән күрәш қилидиғанлиқини әскәртти. У, дуняға демократийиниң уруқини чачидиғанлиқи, техиму бихәтәр вә демократик дуня бәрпа қилиш йолида илгирләйдиғанлиқини вәдә қилди. Приздент буш қурултайдики сөзидә өзиниң 4 йиллиқ һакимийәт идарә қилиш җәриянидики бәзи хаталиқлириниму тилға алди. У, өткәнки 4 йил җәриянидики бәзи сиясәтлириниң америка хәлқиниң бир қисими терипидин қобул қилинмиғанлиқиниму әскәртип өтти. Америкидики приздент сайлими бу йил 11 - айниң 2 - күни өткүзүлиду.(Әркин)