Президент буш асия зияритини башлиди

Америка президенти җурҗ буш дүшәнбә күни асия дөләтлиригә қаратқан сәккиз күнлүк зияритини башлиди. Җурҗ буш бу қетимқи зиярити җәрянида, японийә, җәнуби корийә, хитай вә моңғулийини зиярәт қилиду.

Президент бушниң асия зияритидики тунҗи бекити японийә. У токйода японийә әмәлдарлири билән сода вә бихәтәрлик мәсилилири бойичә сөһбәт елип барғандин кейин, җәнубий корийиниң басан шәһиридә өткүзүлидиған асия- тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йеғиниға қатнишиду.

Хәвәрләргә қариғанда, президент буш йиғинда, асия дөләт рәһбәрлирини кәң көләмлик қирғинчилик характерлик қоралларни чәкләшкә күч чиқиришқа, қуш зукиминиң тарқилишиға тәйярлиқ көрүшкә шундақла әркин сода келишими сөһбитини илгири сүрүшкә чақиридикән.

Җурҗ бушниң болупму хитайға қилидиған зиярити нурғун сиясий анализчиларниң диққитини тартмақта. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org