Русийә, чечәнистан пидаийлириниң рәһбири арслан мәшәдофни өлтүргәнликини билдүрди


2005.03.08

Русийә федерал бихәтәрлик идариси сәйшәнбә күни чечәнистан пидаийлириниң рәһбири арслан мәшәдофни өлтүргәнликини билдүрди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң билдүришичә, росийә дөләтлик телевизийиси арслан мәшәдоф дәп қаралған кишиниң җәсити тартилған бир қанчә парчә рәсимни көрсәткән.

Хәвәргә қариғанда, русийиниң кавказийә районидики армийисиниң баянатчиси шабалкин, арслан мәшәдофниң русийә армийисиниң чечәнистан пайтәхти гирозни әтрапида елип барған бир қетимлиқ һәрбий һәрикитидә өлгәнликини билдүргән. Әмма униң қандақ өлтүрүлгәнликини ейтмиған. Президент виладемир путин униң өлүмини йәниму илгирлигән һалда ениқлашни тәләп қилди.

Арслан мәшәдофниң лондондики вәкилиму, униң өлтүрүлгән болуши мумкинликини билдүрди. Бирақ у, чечәнистандики мустәқиллиқ һәрикәтлириниң давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.

54 яшлиқ арслан мәшәдоф, чечәнистан мустәқиллиқ һәрикитиниң рәһбири. У 1994 - йили башланған чечәнистан урушида, генерал дудайеф билән бирликтә, чечән пидаийлириға рәһбәрлик қилип, русийә қошунини мәғлуп қилған. Русийә чечәнистанға қайта қошун киргүзгәндин кийин, у чечәнистан ичкирийә җумһурийитиниң президенти сүпитидә, мустәқиллиқ урушиға рәһбәрлик қилип кәлмәктә иди. Ғәрб сиясий күзәткүчилириниң қаришичә, арслан мәшәдоф чечән мустәқилчилири ичидики мәсилисини сиясий сөһбәт йоли билән һәл қилиш тәрәпдари.

Русийә һөкүмити арслан мәшәдофни йеқинқи йилларда йүз бәргән бир йүрүш террорлуқ вәқәлиригә йитәкчилик қилған дәп әйиблигән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.