Русийә парламенти хитайға йәр бериш келишимини тәстиқлиди

Русийиниң интерфакис агентлиқиниң учириға қариғанда, 20-май күни русийә дөләт мәҗлиси русийә билән хитай арисидики дөләт чегриси шәртнамисиниң қошумчә келишимини тәстиқлиди.

2004-Йили имзаланған мәзкур келишим йирақ шәрқтики үч арал мәсилисигә аит болуп, илгири талаш-тартиш үстидә болуп кәлгән чоң уссурийсикй, тарабаров қатарлиқ бу аралларниң йерими хитайға берилидикән.

Русийә дөләт мәҗлиси 226 аваз билән 80 қарши авазни йеңип, мәзкур келишимни тәстиқтин өткүзди.

Чоң уссурийсикй арили амур дәряси билән уссурий дәряси тутишидиған җайда болуп, униң русийиниң хабаровискй шәһири билән болған арилиқи 30 километир әтрапида .

Келишимгә бинаән аралниң 337 квадрат километир келидиған қисими хитайға берилидиған болуп, бу җайдики русийә пуқралири көчүрүлиду.

Русийә һөкүмитиниң бу аралларни хитайға беришигә рази болғанлиқ һәққидики хәвәр пәйда болғандин кейин, русийә җәмийитидә қаттиқ наразилиқлар шәкилләнгән болуп, хабаровискй шәһиридә бир қанчә йүз киши наразилиқ намайиш өткүзгән.

Хәвәрләргә қариғанда йеқинқи йиллардин буян русийиниң йирақ шәрқидики аһалиларда хитай тәһдиди идийиси күчүйүп кәткән икән. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org