Дағистанда тоқунуш йүз бәрди

Йәкшәнбә күни русийиниң дағистан җумһурийитиниң пайтәхти махачқала шәһиридә һөкүмәт қошунлири билән қораллиқ гуруппилар арисида бир қанчә саәткә созулған тоқунуш йүз бәрди.

Русийиниң интерфах агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, етишиш җәрянида төт пидаий вә икки нәпәр һөкүмәт сақчи офитсери өлгән.

Дағистан җумһурийәтлик ички ишлар министирлиқи өлгән пидаийларниң кимликини бекиткәндә, уларниң " шәриәт" дәп аталған қораллиқ тәшкилатниң актип әзалири икәнликини ениқлап чиққан икән. Дағистан сақчи даирилири йәнә башқа гуманлиқ нуқтиларда тәкшүрүш елип берип, йошуринивалған пиялиларни тутуш һәрикити башлиған болсиму, әмма һазирғичә үнүмгә еришәлмигән шуниңдәк йәнә махачқала шәһири вә униң әтрапида барлиқ чоң-кичик машиниларни бирдәк тәкшүрүш, қамал қилиш елип барған.

Дағистан шималий кавказийидики түркий тиллири вә кавказ тиллирида сөзләшкүчи 30 дин артуқ милләт яшайдиған җумһурийәт. Чечинийигә қошна бу җумһурийәтниң чечинийидин кейинки иккинчи тоқунушлар нуқтиси болуп қелиши русийә һөкүмитини хәвпсизләндүрмәктә. (Үмидвар)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org