2005 -Йиллиқ "демократийә" мукапати 3 нәпәр афғанистанлиққа берилди
2005.07.14
Мәркизи америкиниң вашингтон шәһиридики америка демократийини илгири сүрүш комитети 14 - июл күни 2005 - йиллиқ демократийә мукапатини 3 нәпәр афғанистанлиқ демократийә паалийәтчисигә бәрди.
Мукапат тарқитиш мурасимиға америка парламентидики бир қисим әзалар һәмдә америка дөләт мәҗлиси кеңәш палата әзаси һиллери клинтон ханим қәдәм тәшрип қилди. Мурасимиға йәнә, мәшһур уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим вә америка уйғур бирләшмисиниң рәһбәрлириму қатнашти.
Америка димократийини илгири сүрүш комитети "демократийә" мукапатини бәргән бу 3 киши, афғанистанниң демократийигә қәдәм қоюшиға асас салған вә афған хәлқиниң кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн хизмәт көрсәткән афған маарип иниститутиниң қурғучиси сәкинә яқуби, афған тәрәққият фондиниң дериктори муһәммәд насиб, афған һәмкарлиқ мәркизиниң рәиси сарвар һусәйин қатарлиқлар.
Бу мурасимда, америка демократийини илгири сүрүш комитетиниң президенти карл геришман әпәнди сөз қилип, рабийә қадир ханимни алаһидә тилға алди. У сөзидә, "кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә ханимниң хитай түрмисидин қутулуп, аримизда биз билән биргә болуши кишини толиму хушал қилиду" деди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим уйғурларниң кишилик һоқуқ үчүн давамлиқ күрәш қилидиғанлиқини билдүрди
- Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир әнгилийигә йетип барди
- Атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир әнгилийә зияритини башлиди
- Рабийә қадир, чех җумһурийитиниң сабиқ президенти ваклав хавел билән көрүшти
- Америка дөләт мәҗлиси рабийә қадир мәсилисидә вен җябавға хәт йоллиди