Дуня сода тәшкилати хитайда әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси буйичә тәкшүрүш елип беришқа башлиди
Дуня сода тәшкилати америка әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси буйичә оттуриға қойған әйибләшләргә асасән, хитайда мәхсус тәкшүрүш елип беришқа башлиди.
Б б с ниң баян қилишичә, хитайда әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш қануни болмиғанлиқтин, америкиниң юмшақ детал, музика, нәшрият вә башқа әқлий мүлүк һоқуқи хитайда халиғанчә оғурлинип туриду. Шу сәвәбтин америка һәр йили тартиватқан зиян бир нәччә милярд америка доллириға йетиду. Әгәр дуня сода тәшкилатниң тәкшүрүш нәтиҗиси америка үчүн пайдилиқ болса, америка буниңдин кейин һәр йили хитайға бирнәччә милярд америка доллирилиқ җаза қоюши мумкин.
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, дуня сода тәшкилати хитайда әқлий мүлүк һоқуқи мәсилиси буйичә тәкшүрүш елип беришқа башлиғандин кейин, хитай һөкүмити елан чиқирип, һәрхил кийим-кечәк яки DVD маркилирини оғурлайдиған әқлий мүлүк һоқуқиға хилап әһвалларни паш қилғучиларға 100 миң юән сүйүнчи берилидиғанлиқи җакарлиди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав австралийә зияритини башлиди
- яврупа бирлики хитайни мәһсулатлириниң сүпитини юқири көтүрүш җәһәттә агаһландурди
- Хоңкоң содигәрлири америка билән хитай оттурисидики сода җеңиниң "қурбани болуш"тин әнсирәйду
- Америка дуня сода тәшкилати хитайдин нәшир һоқуқини қоғдашта җидди тәдбир елишни тәләп қилди
- японийә сақчилири 4 нәпәр хитайни зәһәр әткәсчилик җинайити билән қолға алди
- Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
- Америка малийә министири паулсон хитайни зиярәт қилди
- Америка кеңәш палатасиниң бир комитети хитай пулиниң қиммитигә қарши қанун лайиһиси мақуллиди
- Хитай зәһәр әткәсчиси америкида қолға чүшти