Америка ташқи ишлар министирлики диний әркинлик доклатини елан қилди
2004.09.15
Америка ташқи ишлар министирлики чаршәнбә күни диний әркинлик доклатини елан қилип, хитайдики диний әркинлик вәзийитини ашкарилиди вә хитайни бу һәқтә әйиплиди.
Мәзкүр доклат хитай, хоңкоң, макав, тәйвән, тибәт , уйғур вә фалунгоң қатарлиқларға аит мәзмунларни өз ичигә алған болуп, униң уйғурлар һәққидә тохталған қисмида, хитайдики уйғур мусулманлири вәзийитиниң туңганларниңкидин көп начар икәнлики оттуриға қоюлған.
Униңда йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға диний җәһәттин көп чәклимә қоюп, һөкүмәт хадимлиридин сирт, балилар һәтта оқуғучи-оқутқучиларниң әркин диний паалийәт билән шоғуллунишиға йол қоймайдиғанлиқи көрситилгән.
Доклатта көрситилишичә йәнә, хитай һөкүмити бөлгүнчи, террорчи вә диний радикал дегән баһанилар билән уйғур мусулманлириниң диний паалийәтлирини бастуруп кәлгән. Америка ташқи ишлар министири колин повел бу мунасивәт билән мухбирларни күтивелиш йиғини чақирип, мухбирларниң бу һәқтики суаллириға җавап бәрди. (Пәридә)