Тибәтләр җаң земин билән ли пең үстидин испанийә сот мәһкимисигә әрз сунди

Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилати йеқинда хитайниң сабиқ дөләт башлиқи җаң земин билән сабиқ баш министири ли пеңларни тибәт пуқралириға қарши ирқий тазилаш җинайити садир қилиш билән әйибләп, испанийә алий сот мәһкимисигә әрз сунғандин кейин, сот мәһкимиси давагәрләрниң әрзинамисини қобул қилди.

Хитай пуқралириниң фалунгоң мәзһипи сәйшәнбә күни баянат елан қилип, испанийә алий сот мәһкимисиниң әрзинамини көрүп чиқишқа мақул болғанлиқини махтиди. Фалунгоң мәзһипиниң баянатида, " испанийә әдлийәсиниң җәсуранә вә тарихий қарарини қоллаймиз. Бу әдлийә сестимисиниң омумийлиқи вә ерқий тазилашқа учриғучиларни етирап қилиш йолидики тунҗи қәдәм " шуниң билән биргә " тибәттә әркин, тинч вә бигунаһ пуқраларға қарши инсанлиққа хилап еғир җинайәтләр садир қилинди " дәп тәкитлигән.

Хәлқара тибәт һәрикитиниң испанийә комитети җаң земин вә ли пеңлар үстидин сот мәһкимисигә йоллиған әрзинамисидә, " тибәт пуқралириға қарши ерқий тазилаш, инсанлиққа қарши туруш, тән җазаси вә террорлуқ елип берилди" дәйду. Испанийә сот мәһкимиси илгири давагәрләрниң тунҗи әрзини " вәқә испанийә пуқралириға четилмиғанлиқи" сәвәбидин рәт қилған. Әмма бу қетим әдлийиниң универсалллиқини көздә тутуп, ерқий тазилаш, инсанлиққа қарши туруш қатарлиқ җинайәтләрниң игилик һоқуқ чәклимисигә учримайдиғанлиқи принспи бойичә әрзинамини көрүп чиқишқа мақул болди. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org