Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәлқара сәһийә тәшкилатиниң2007 - йилдики әйдиз юқум әһвали һәққидә елан қилған ситатистикилиқ доклатидин мәлум болушичә, гәрчә нөвәттә пүтүн йәр шари буйичә күнигә 6миң 800 адәм әйдиз вируси билән юқумлиниватқан болсиму, әмма санлиқ мәлуматлар йәнила дуня әйдиз юқумдарлири саниниң илгирики 40 милйондин 33милйонға төвәнлигәнликини көрсәткән.
2007 - Йили тәхминән йеңидин икки йерим милйон киши әйдиз кесили вируси билән юқумлинип, икки милйон 100 гә қәдәр киши әйдиз кесили сәвәблик өлгән.
Сәһийә тәшкилатиниң билдүрүшичә, йеңидин әйдиз кесили вируси билән юқумлиниватқанлар сани төвәнлигәндин башқа, әйдиз кесили билән өлгүчиләр саниниңму охшашла төвәнлигәнлики байқалған.
Африқиниң әйдиз юқум әһвали йәнила һәммидин еғир, әмма асия қитәсиниң бәзи җайлири болса әйдиз әң тез ямраватқан җайларға айланған.
Хитай болса дуня буйичә әйдиз юқум әһвали еғир дөләтләрниң бири җүмлидин уйғур елидә әйдиз бир қәдәр кейин байқалған болсиму, әмма мушу он йил ичидә хитай буйичә әйдиз вируси әң тез тарқиливатқан җайға айланди. Хитай даирилириниң икки һәптә бурун хәвәр елан қилишичә, 1995- йилидин буян һазирға кәлгүчә уйғур или әйдиз юқум әһвалида изчил өрләш көрүлгән болуп,, 2005- йили 9- айдин 2006- йили 9 - айғичә уйғур елидә йеңидин әйдиз вируси билән юқумланған киши сани 6000 ға йетип юқум әһвали күнигә 17 кишидин тоғра кәлгән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- юқумлуқ қуш зуками вируси пүтүн йәршариға тарқалмақта
- Костарикада, хитайниң зәһәрлик чиш пастиси байқалди
- Б д т хитай қатарлиқ асия дөләтлирини әйдиз тоғрисида агаһландурди
- Нйо-йоркта "әйдиз кесили" дегән темида қурултай ечилди
- Б д т : әйдиз билән юқумлиниш сүрити астилиди
- Һиндонезийидә йәнә бир адәм қуш зукими билән қаза қилди
- Дуня дөләтлири дуня әйдиз күнини хатирилиди
- Б д т доклатида, хитайниң әйдиз кесилиниң алдини елиш тәдбирлириниң кәмчилликини әйиблиди
- Түркийидики қуш зукими байқалған йеза карантин қилинди