Германийә баш министири хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбитидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди
2007.08.27
Хитайда зиярәттә болуватқан германийә баш минстири анҗила меркәл, дүшәнбә күни, хитай президенти ху җинтав вә баш минситири вин җябавлар билән көрүшкинидә, кишилик һоқуқ қатарлиқ сәзгүр мәсилиләрни оттуриға қоюп, хитай рәһбәрлирини хәлқара сода вә тәрәққият қаидә-қанунлириға һөрмәт қилишқа чақирған.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гәрчә германийә баш министириниң хитай рәһбәрлири билән учришишида, сөһбәт темисини асаслиқи икки дөләт оттурисидики иқтсадий мунасиивәтләрни тәрәққи қилдуруш тәшкил қилған болсиму, лекин германийә баш минстири кишилик һоқуқ қатарлиқ талаш-тартиштики мәсилиләрниңму музакирә қилиниши керәкликини ипадилигән.
Германийә баш министири меркәл, хитай дөләт рәиси ху җинтав вә баш минстири вин җябавлар билән көрүшкәндин кейин бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида " хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбәтлиримдә кишилик һоқуқ мәсилисиниму оттуриға қойдум һәмдә келәр йили өткүзүлидиған бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғини һарписида, дуняниң хитайни техиму йеқиндин күзитидиғанлиқини әскәрттим" деди.
Йеқиндин бери, , хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, уйғур вә тибәт кишилик һоқуқ паалийәтчилири кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишләтмәктә. Улар бейҗиң олимпик тәнһәрикити һарписида, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә шундақла хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан сияситигә қарита ,хәлқара җамаәтниң диққитини тартиш үчүн паалийәтлирини күчәйтмәктә. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Германийә баш минситири, хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилсини оттуриға қоймақчи
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайни ахбарат әркинликини вә кишилик һоқуқни бастуруш билән әйиблиди
- Америка-хитай истратегийилик сөһбәтлири аяғлашти
- Түрмидики хитай шаириниң аниси Yahoo ширкити үстидин әрз қилидиғанлиқини җакарлиди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини " дөләт мәхпийәтлики" уқумини изаһлашқа чақирди
- Русийә билән явропа иттипақи йиғинида инсан һоқуқи мәсилиси муһим тема болди
- Хитай, кишилик һоқуқ хатириси " начарниң ичидики әң начар" дөләтләр тизимликигә киргүзүлди
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ кеңишини әйиблиди