Меркел, хитайда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқи үчүн алқишқа еришмәктә


2007.08.30

Германийә баш министири ангела меркелниң, хитайға қаратқан зиярити давамлашмақта. Хәвәрләргә қариғанда, германийә баш министири бу қетимқи хитай зиярити җәрянида, хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбәтлиридә, алдинқи зияритиниң әксичә, кишилик һоқуқ қатарлиқ сәзгүр мәсилиләрни дадиллиқ билән оттуриға қойған.

Сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, германийә баш министириниң бу қетимқи зиярити җәрянидики позитсийиси, яврупа иттипақиниң кишилик һоқуқ қатарлиқ сәзгүр мәсилиләрдә хитайға қаратқан сияситиниң өзгәргәнликиниң бишарити һесаблинидикән.

Франисйә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, германийә баш министири меркел, хитай дөләт рәиси ху җинтавни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирған. У шундақла , хитай пәнләр академийисидә қилған сөзидә, хәлққә әркинлик берилиши керәкликини тәкитлигән һәмдә бейҗиң һөкүмитиниң зиянкәшликигә учриған бир хитай мухбири билән көрүшкән.

Хәвәрләргә қариғанда, германийә баш министириниң бу қетимқи хитай зиярити җәрянида, кишилик һоқуқ мәсилисини дадиллиқ билән оттуриға қоюши, 2008‏- йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йеғини һарписида, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш тоғрисида бәргән вәдилиригә әмәл қилиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитиватқан хәлқара җамаәтниң, болупму германийә мәтбуатиниң қизғин алқишиға еришкән. (Өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.