Гөрүгә елинған икки хитай пуқраси техичә қоюп берилмиди
2004.10.11
Пакистан чегра районидики қораллиқ милитанлар гөрүгә алған икки нәпәр хитай пуқрасиниң бирини өлтүрүш вақти дүшәнбә күни тошти. Әмма уларниң нөвәттики вәзийити һазирғичә ениқ әмәс.
Ройтерис ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, гөрүгә алғучилар дүшәнбә күни баянат елан қилип, әгәр пакистан бихәтәрлик қисимлири йәрлик вақит 12 гичә улар йошурунған җайларни қамал қилишни тохтатмиса, бу икки хитай пуқрасини өлтүрүп ташлайдиғанлиқини җакарлиған. Һәмдә кейин бу вақитни йәнә 4 саәт кәйнигә кечиктүргән иди.
Пакистан милитанлири өзлиригә бомба теңип, гөрүгә елинғанлар билән тәң бир өйгә йошурунған болуп, пакистан бихәтәрлик қисимлири бу өйни қоршивалған. Гәрчә йәрлик қәбилә башлиғи милитанлар билән сөһбәтләшкән болсиму, лекин сөһбәт нәтиҗилик аяқлашмиди.
Хәвәрдә илгири сүрилишичә, гөрүгә алғучилар йәнә, пакистандин тутқун қилинған икки нәпәр әл- қәидә тәшкилати әзасини қоюп беришни тәләп қилған. Хитай һөкүмити дүшәнбә күни баянат елан қилип, пакистан һөкүмитиниң пүтүн күчи билән үнүмлүк чарә қоллинип, гөрүгә елинған хитай пуқрасини қутқузушини тәләп қилди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң пакистандики икки инженери гөрүгә елинди
- Пакистан билән хитай сода һәмкарлиқини кеңәйтти
- Мушәррәп ғәрб дөләтлири ислам дини билән болған мәсилилирини бир тәрәп қилиши керәк, деди
- Пакистан аманлиқ күчлири әл қайдиниң юқири дәриҗилик бир хадимини өлтүрди
- Шамил басайеф , беслан паҗиәсигә җавабкар икәнликини етирап қилди