Пакистан пидаийлири гөрүгә еливалған хитай инженерлириниң бири өлди
2004.10.14
Пакистан аманлиқни сақлаш қисимлири җәнубий вазиристандики гөрүгә елинған икки нәпәр хитай пуқрасини қутулдуруш һәрикити елип бериш җәрянида, бәш нәпәр пакистан пидаийлирини етип өлтүрди.
Пакистан һөкүмәт даирилириниң билдүришичә, гөрүгә елинған хитайларниң бири қутқузуш һәрикитидә оқ тигип өлгән , йәнә бири қутқузивелинған. Мәзкүр икки хитай пуқраси билән бирликтә гөрүгә елинған бир пакситанлиқму аман - исән қутулған.
Хитай һөкүмити бу қетимқи гөрүгә елиш һәрикитини қаттиқ әйиплиди һәмдә вәқәдә өлгән хитай пуқрасиға тәзийә билдүрди. Бу икки хитай пуқраси пакситандики тосма қурулушиға қатнишиватқан инженерлар иди. Улар абдулла мәсудниң қол астидики пакситан пидаийлири тәрипидин өткән шәнбә күни гөрүгә елинған. Абдулла мәсуд илгири америкиниң кубадики гүәнтанамо базисида тутуп турулуп, кийин қоюп берилгән иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистан пидаилири гөрүгә алған хитай пуқралирини қоюп беришни рәт қилди
- Пакистан қәбилә башлиқлири мусулман пидаиларни хитай пуқрасини қоюп беришкә үндиди
- Гөрүгә елинған икки хитай пуқраси техичә қоюп берилмиди
- Хитайниң пакистандики икки инженери гөрүгә елинди
- Пакистан билән хитай сода һәмкарлиқини кеңәйтти
- Мушәррәп ғәрб дөләтлири ислам дини билән болған мәсилилирини бир тәрәп қилиши керәк, деди
- Пакистан аманлиқ күчлири әл қайдиниң юқири дәриҗилик бир хадимини өлтүрди
- Шамил басайеф , беслан паҗиәсигә җавабкар икәнликини етирап қилди