Вашингтонда "шинҗаңдики кишилик һоқуқ" вәзийити һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди


2005.11.16

Чаршәнбә күни вашингтонда америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң орунлаштуруши билән "хитайниң өзгириватқан стратегийилик әндишилири вә униң шинҗаңдики кишилик һоқуқ вәзийитигә болған тәсири" дегән темида муһакимә йиғини өткүзүлди.

Мәзкур йиғинға уйғурлар һәққидә бир қанчә китаб язған америкидики җорҗтавн университетиниң профессори җеймис милвард вә әркин асия радиосиниң муавин президенти даниял созерләнд қатарлиқлар қатнишип сөз қилди.

Йиғинда , 1991 - йили совет иттипақи парчилинип, оттура асияда мустәқил дөләтләрниң қурулуши билән, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан контроллуқини техиму күчәйткәнлики, болупму 11 -сентәбир вәқәсидин кейин, көз қаришини тинч йол билән ипадиләватқан уйғур мусулманлирини "террорчилар" билән бағлашқа урунғанлиқи оттуриға қоюлған.

Йиғинда асаслиқи, хитайниң оттура асия вә ғәрбий хитайдики бихәтәрлик әндишилириниң, уйғур елиниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көрситидиған тәсири нуқтилиқ көрситип берилгән.(Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.