Мусулманлар йилда бир қетим елип баридиған һәҗ паалийитини бүгүн башлиди
2006.12.28
Ислам дининиң 5 пәризиниң бири болған һәҗ паалийитини ада қилиш үчүн, сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиригә йиғилған 3 милйонға йеқин мусулман, бүгүн мәккә шәһиридин айрилип, йилда бир қетим өткүзүлидиған һәҗ қилиш паалийитини башливәтти. Буниң билән биргә у йәрдики бихәтәрлик хизмәтлири күчәйтилди.
Сәуди даирилириниң билдүрүшичә улар, һәҗ қилиш җәрянида адәмләрниң дәссилип кетишиниң алдини елиш үчүн, йеңи бихәтәрлик тәдбирлирини алған, илгири қетим елип берилған һәҗ паалийитидә нәччә йүзлигән адәм қаза қилған иди.
Мухбирларниң нәқ мәйдан әһвалини тәсвирлишичә, һәҗ қилишқа қатнашқан адәмләр интайин һаяҗанланған болуп, кишиләрниң һәммиси дегүдәк йиға зар ичидә , өзлириниң аллаһға болған етиқадини билдүрмәктә.
Әң йеңи хәвәрләргә асасланғанда, хитайдин кәлгән мусулманлардин 4 нәпири бу қетимқи паалийәт давамида һаятидин айрилған болуп, қаза қилғанлар ичидә осман султан исимлик бир уйғур бар икән.
Хитай һөкүмити, һәр йили һәҗ қилғучиларниң санини қаттиқ контрол қилиш билән биргә, улар уюштурған һәҗ өмәклиригә қетилалмай, өз алдиға һәҗ қилишқа мәҗбур болған һаҗиларни түрлүк усуллар билән җазалап кәлмәктә. Истансимиз игилигән учурлардин мәлум болишичә, хитай һөкүмити бу йил, һәтта сәудиға йетип барған 200 йеқин уйғурни, һәҗ паалийити башлиништин бурун, түрлүк тәһдитләр билән қорқутуп, уйғур елиға мәҗбурий қайтурувәткән. (Әқидә)