Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати бирләшмә һәрбий манивер өткүзмәкчи


2006.04.26

Чаршәнбә күнидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мудапиә министирлар йиғинида рәһбәрләр бирләшмә баянат елан қилип, келәр йили террорчилиққа қарши бирләшмә һәрбий манивер өткүзүшни бекитти.

Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, министирлар баянатида 2007‏- йили русийидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси ичидә террорчилиққа қарши бирләшмә манивер өткүзидиғанлиқини билдүргән.

Министирлар бирләшмә баянатида йәнә, нөвәттә террорчилиқ, бөлгүнчилик, диний әсәбийлик, кәң көләмдә йоқитиш характерлик қоралларниң тарқилиши, муһит булғиниши вә юқумлуқ кесәлликләргә охшаш йеңи риқабәт вә тәһдитләрниң барғансери күчийиватқанлиқини, шуңа шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әза дөләтләрниң бу мәсилиләрни һәл қилиштики үнүмлүк аппаратиға айлиниши лазимлиқини көрсәткән.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати русийә билән хитайни асас қилған бир орган болуп, униң түп мәқсиди, америкиниң бу райондики тәсир даирисигә тақабил туруш. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.