Афғанистан билән хитай террорчилиқ вә зәһәрлик чекимликкә қарши туруш келишими имзалиди

Афғанистан президенти һамид карзай хитай рәһбәрлирини җуңгониң йәр шари иқтисади вә дипломатийисидики күчини инсанпәрвәрлик саһәләрдә техиму көп гәвдиләндүрүшкә чақирди.

Карзай сәйшәнбә күни бейҗиң университетиниң оқуғучилириға сөзлигән нутуқида, " силәр мәсулийитиңлар барлиқини унутмаслиқиңлар керәк.......... Силәр келәчәкниң рәһбәрлири болғанда хитай алдидила әмәс, бу районда вә пүтүн дуня алдида мәсулийитиңлар барлиқини унутмаслиқиңлар лазим"дәйду.

Карзай нутуқида ,хитайниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин даим тәнқидкә учрап келиватқан өктичиләр, охшимиған көз қараштики диний затлар вә аз санлиқ милләтләр мәсилисини тилға алмиған болсиму, лекин у " инсанпәрвәрлик мәсилисигә техиму җиддий муамилә қилиш мәсулийитини йүклимәктә " дәп көрсәтти.

Карзай йәкшәнбә күндин бери хитайни 4 күнлүк зиярәт қилмақта. У дүшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән асаслиқи иқтисади һәмкарлиқни мәзмун қилған 11 түрлүк келишим имзалиған вә бу келишимләр террорчилиқ вә зәһәрлик чекимликкә қарши туруш қатарлиқ мәзмунларниму өз ичигә алиду.

Карзай бейҗиңдики зияритини ахирлаштурғандин кейин уйғур аптоном районида тохтап өтиду. Бу хәвәр йезиливатқан чағда у үрүмчигә берип болған болуши мумкин. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org