Америкиниң асия- тинч окян қоманданлиқ штабиниң баш қомандани хитайда зиярәттә болди
Дүшәнбә күни, америкиниң асия- тинч окян қоманданлиқ штабиниң баш қомандани хитайда зиярәттә болди вә хитайниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән көрүшти.
Бу қетимлиқ зиярәт китиң әпәндиниң хитай даирилири америка авиаматкисиниң хоңкоңда тохтап өтүш тәлипини рәт қилғандин кийин тунҗи қетим хитайға зиярәткә келиши болуп һесаблиниду.
Бирләшмә агентлиқида шинхуа ахбарат агентлиқи бәргән хәвәрләрдин нәқил елип көрситишичә, америка асия-тинч окян қоманданлиқ штабиниң қомандани адм тимоти китиң хитайниң ташқи ишлар министири яң җйечи билән учришип йепиқ һаләттә сөһбәт елип барған болуп, яң җйечи америка тәрәпниң тәйвән боғузиниң бихәтәр болушиға капаләтлик қилиши керәкликини тәкитлигән вә буниң хитай- америка мунасивәтлириниң сағлам тәрәққй қилишидики негизлик тәрәп икәнликини оттуриға қойған.
11- Айда, америкиниң бүркүт бачкиси намлиқ авиаматкисиниң хоңкоңда тохтап өтүш тәлипи рәт қилинған болуп , шу һәптидә хитай йәнә , америкиниң җәмий икки һәрбий парахотиниң хоңкоңда тохтап өтүшини рәт қилип қайтурувәткән иди.
Китиң йәнә , хитай мәркизий һәрбий қоманданлиқ штабниң штап башлиқи чен биңде вә хитай мәркизий һәрбй комитетиниң муавин рәиси го бошиңлар билән учришидикән.
Җуңгу гезитидә көрситишичә, китиң билән хитайниң мунасивәтлик рәһбәрлири арисида елип берилған сөһбәтләр, хитай-америка һәрбий мунасивәтлирини илгири сүрүш, тәйвән, хәлқара вә район характерлик мәсилиләр үстидә болған.
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай һәққидә бир қатар паалийәтләргә тәйярланмақта
- Америка хитайға техника екиспорт қилиш җәһәттики бәлгилимиләрни чиңитмақта
- Америка ташқи мунасивәт паалийитини күчәйтишни пиланлимақта
- "Америкиниң башқурулидиған бомба - қалқан системиси русийиниң мәнпәәтигә пайдилиқ"
- Америка кеңәш палатаси ирақтин әскәр чекиндүрүшни башлаш тоғрисида қарар мақуллиди
- Америка - японийә - һинидистан 3 довләт бирләшмә деңиз армийә маневери тоғрисида
- Кондилиза райс сәуди әрәбистани падишаси абдулла билән сөһбәтләшти