Хитай һөкүмити америкиниң һәрбий хам чот тоғрисидики доклатини рәт қилди

Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни буш һөкүмити тәрипидин өткән һәптә елан қилинған америка дөләт бихәтәрлик истратегийиси доклатидики хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң начарлиқи вә хитай һәрбий тәрәққият әһвалиниң йитәрлик ашкариланмайватқанлиқиға даир мәзмунларни рәт қилди.

Хитай тәрәпниң баянати рәис ху җинтав келәр айда америкини зиярәт қилмақчи болуватқан бир мәзгилгә тоғра кәлмәктә. Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, ху җинтав зиярәт җәрянида президент җорҗи бушқа тәйвән мәсилиси бойичә бесим ишлитиши мүмкин.

Хитай ташқий ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң шинхуа ахбарат агентлиқиға бәргән баянатида, президент буш тәрипидин өткән һәптә елан қилинған америка бихәтәрлик истратегийиси доклатини " җуңгониң ички - ташқий сияситигә асассиз вә мәсулийәтсизләрчә баһа бериш, җуңгониң ички ишлириға арлишиш" билән әйиблиди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, хитай һөкүмити рәсмий қаналлар арқилиқ америка һөкүмитигә наразилиқ билдүргән. Ақ сарайниң дөләт бихәтәрлик истратегийиси доклатида хитай даирилирини " коничә усулда тәпәккур қилиш вә һәрикәт елип бериш" тин ваз кечишкә чақирған вә һәрбий тәрәққият қурулушини ашкарилашқа үндигән. Хитай һөкүмитиниң йеқинда бу йилқи һәрбий хам чотни йәнә 14 % өстүргәнлики америка вә униң шәрқий асиядики иттипақдашлирини биарам қилған иди. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org