Һиндистан ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә башқурулидиған бомба синиқи елип барди
Һиндистан дөләт мудапиә министирлиқи хадиминиң билдүрүшичә, һиндистанниң пәйшәнбә күни елип барған, ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә башқурулидиған бомба синиқи мувәппәқийәткә еришкән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, мәзкур башқурулидиған бомба, хитайниң бейҗиң вә шаңхәй шәһәрлирини нишанға алалайдикән.
Һиндистанниң ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә башқурулидиған бомба синиқи мувәппәқийәткә еришкәндин кейин, хитай ташқи ишлар министирликиниң баянатчиси, чиң гаң бу һәқтә дәрһал инкас қайтуруп, мәзкур бомба синиқи җуңгониң диққитини қозғиғанлиқини билдүрүш билән биргә, һиндистанни районниң бихәтәрлики вә муқимлиқини күчәйтишкә чақирди.
Чиң гаң сөзидә йәнә "биз һиндистанниң район бихәтәрлики үчүн актип төһпә қошушини вә актип рол ойнишини үмид қилимиз" деди.
Һиндистан синақ қилған 48 тонна еғирлиқтики ядро оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә башқурулидиған бомбиниң узунлиқи 16 метир болуп, 4000 километир йирақлиқтики нишанға йетәләйдикән. Өткән йили 7 - айда бир қетим елип берилған бу синақ мәғлуб болған иди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндистан җуңгони доримайду
- Һиндистандин пакистанға кетиватқан пойиз партлап 60 нәччә киши өлди
- Бомбайдики партлашта өлгәнләрниң сани 200 гә йәтти
- Һиндистанниң монбай шәһиридә йүз бәргән партлашта 160 киши өлди
- Һиндистан һөкүмәт қошунлири билән кәшмир мустәқилчилири арисида тоқунуш давамлашмақта
- Кәшмирдики мусулман партизанлар һуҗумлирини көпәйтмәктә