Хитай дөләт рәиси ху җинтав йәкшәнбә күни пакистанға қаратқан зияритини ахирлаштуруп, дөлитигә қайтти.
Хитай агентлиқлириниң учурлиридин қариғанда, ху җинтав пакистан билән иқтисадий, һәрбий вә мәдәнийәт һәмкарлиқлири һәққидә келишимләр түзүп, бу җәһәттики тәрәққиятни илгири сүрүшкә вәдә бәргән.
Ху җинтав пакистан сода саһәси билән көрүшкәндиму бу мәсилини алаһидә тәкитлигән. У йәкшәнбә күни пакистанниң лаһор шәһиридики бир қәдими бағчида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида нутуқ сөзләп, пакистан-хитай сода һәмкарлиқлири мунасивитиниң әһмийитини көрсәткән.
Җүмә күни мушәррәп билән ху җинтав пакистан билән хитай арисидики содини келәрки бәш йил ичидә 15 милярд долларға йәткүзүшни муддиа қилған бир сода келишимигә қол қойған шуниң билән бир вақитта хитайниң пакистанниң ядро қораллирини раваҗландуруш пиланиға ярдәм қилидиғанлиқи һәққидиму вәдә бәргән иди.
Пакистан билән хитай йәнә террорчилиққа қарши туруштики һәмкарлиқ мәсилисини тәкитлигән болуп, пакистан һөкүмити илгири бир қанчә нәпәр уйғурни тутуп хитай һөкүмитигә өткүзүп бәргән, булар өлүмгә һөкүм қилинған иди. Пакистан уйғур сиясий паалийәтлиригә зәрбә бериштә хитайниң ишәнчилик ярдәмчисигә айланған. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай билән пакистан әркин сода келишими имзалиди
- Ху җинтав пакистандики зияритини башливәтти
- Ху җинтавға наразилиқ билдүргән бир тибәтлик өзигә от қоюш билән биргә, хитай байриқини көйдүрүп ташлиди
- Ху җинтавниң һиндистан зиярити тиибәтликләрниң қаттиқ наразилиқ һәрикити билән қаршилашти
- Буш вә ху җинтав корийә ядро қораллири тәһдити мәсилиси үстидә телефун сөһбити елип барди