Хитайда кишилик һоқуқ вәзийитини күнсери начарлашмақта


2008.01.19

Әнгилийидә чиқидиған даңлиқ "гувардиян" гезитидә елан қилинған бир мақалидә, хитай һөкүмитиниң 2008‏- йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға саһибханилиқ қилиш һоқуқи бейҗиңға берилгәндә, кишилик һоқуқниң хитайдики вәзийитини яхшилаш тоғрисида хәлқара җамаәткә бәргән вәдисигә әмәл қилмиғанлиқи, һәтта вәзийәтниң техиму начарлишиватқанлиқи, тәкитләнгән.

17‏-январ күни елан қилинған мәзкур мақалидә, хитай һөкүмитиниң болупму, пикир әркинлики вә мәтбуат әркинликигә қаратқан бесиминиң техиму күчәйгәнлики, вәзийәтниң 1980‏- йиллардикидинму начарлашқанлиқи, бурун хитай язғучилири вә шаирлириниң бәлгилик мәсилиләрни тилға елиши чәкләнгән болса нөвәттә, тилға елиши чәкләнгән темиларниң сани толиму көпәйгәнлики әскәртилгән.

Мақалидә, хитайдики уйғур вә тибәт қатарлиқ азсанлиқ милләт язғучилири үстидики бесимниң техиму еғир икәнлики , уйғур вә тибәтләрниң мәдәний вә иҗимаи һоқуқлири қатарлиқ мәсилиләр, хитайда қәләм тәвритишкә болмайдиған мәсилиләр ниң әң алдинқи сепида орун алғанлиқи вә бу мәсилиләр үстидә пикр баян қилғанларниң қаттиқ җазаға учраватқанлиқи, тәкитләнгән.

Мақалидә, " ява кәптәр" намлиқ қисқа һекайә язғанлиқи үчүн, хитай даирилири тәрипидин 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған, уйғур шаир вә язғучиси нурмәмәт ясин алаһидә тилға елинған. Мақалидә, хитай даирилириниң нур мәмәт ясинниң һекайисида баян қилинған вәқәликни, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики һакимийитини тәнқид қилиш дәп, тәбир қилғанлиқи әскәртилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.