Хитай, яврупа иттипақиниң қорал чәклимисини бикар қилиши үчүн паалийитини тизләштүрди
2005.03.24
Хитай һөкүмити, яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиши үчүн елип бериватқан паалийитини тизләштүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав бейҗиңда бәргән баянатида, хитай һөкүмити яврупа иттипақиниң өз сиясий парасити вә җасаритини көрситип, тиздин қорал имбаргосини бикар қилишини үмид қилиду, дегән.
яврупа иттипақи дипломатлири, хитайға қаритилған қорал имбаргосиниң бикар қилиниши үчүн паалийәт елип бармақта иди. Лекин хәвәрләргә қариғанда, хитай хәлқ қурултийи -14 март күни дөләтни парчилашқа қарши қанунни қобул қилғандин кейин, бу мәсилсидә иккилинип қалған.
Әнгилийә баш министири тони билийәр пәйшәнбә күни яврупа иттипақиниң қорал содисиниң қаидилирини бәлгиләйдиған күчлүк бир принсип бикитилмәстин, хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилмайду, деди
Америка һөкүмити яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишиға қарши чиқмақта.
яврупа иттипақи ,1989 - йили тйәнәнмин мәйданидики оқуғучилар демократик һәрикити қанлиқ бастурулғандин кейин, хитайға қарши қорал имбаргосини йолға қойған иди . (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишта иккиләнди
- Хитайдики инсанпәрвәр затлар хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш шәртлирини оттуриға қойди
- Ширак: хитайға қаритилған қорал имбаргоси бикар қилинсиму, яврупа иттипақи хитайға қорал сатмайду
- яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш вақтини кечиктүриши мумкин икән
- Райис, явропа иттипақиниң хитайға қоюлған имбаргони бикар қилиш интилишини тәнқид қилди