Яврупа иттипақи пат арида хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш һәққидә қарар чиқармайду
2005.04.15
яврупа иттипақидики дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири җүмә күни йиғин ечип, хитайға йүргүзүватқан қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бикар қилиш яки қилмаслиқ һәққидә бу йил 6 - айдин бурун қарар чиқармаслиқни бекитти.
яврупа иттипақиниң ташқи мунасивәтләр комисари бәнита волиднер бу һәқтә мухбирларниң зияритини қубул қилип, "биз қорал чәклимисни бикар қилишқа қарап давамлиқ һәрикәт қилимиз. Бирақ бу қарар ундақ асан вә тез елинмайду" деди.
Гирманийә ташқи ишлар министири йошка фиширму волиднерниң көз қаришиға қошулуп, бейҗиңниң чоқум алди билән кишилик һоқуқ хатирисини яхшилиши вә тәйвән билән болған ихтилапини һәл қилиши керәкликини тәкитлиди.
яврупа иттипақи 1989 - йили хитай һөкүмити тйәнәнмин оқуғучилар демократик һәрикитини қанлиқ бастурғандин кийин, хитайға қорал сетип бәрмәслик чәклимисини йүргүзгән. Қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилисидә яврупа иттипақидики дөләтләр арисидиму ихтилап бар болуп, франсийә вә гирманийә қорал чәклимисини бикар қилиш тәрәпдари. Һалбуки, әнгилийә, данийә, шивитсарийә қатарлиқ дөләтләр қорал чәклимисини давамлиқ йүргүзүшни халайду.
яврупа иттипақи ташқи ишлар министирлириниң йиғинидин бир күн бурун, яврупа парламенти, яврупа иттипақиниң хитайға йүргүзгән қорал чәклимисини бикар қилишиға қарши туридиған қарар мақуллиған иди. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Франсийә японийигә хитайға қаритилған қорал чәклимисиниң бикар қилиниши һәққидә изаһат бәрди
- Хитай, яврупа иттипақиниң қорал чәклимисини бикар қилиши үчүн паалийитини тизләштүрди
- явропа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишта иккиләнди
- Хитайдики инсанпәрвәр затлар хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш шәртлирини оттуриға қойди
- Ширак: хитайға қаритилған қорал имбаргоси бикар қилинсиму, яврупа иттипақи хитайға қорал сатмайду