Америка хитайниң 6 ширкитигә имбарго бәрди
2005.12.28
Хитай ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни, америка һөкүмитиниң хитайниң 6 ширкитигә иранға чәкләнгән техникиларни сатқанлиқи үчүн имбарго қоюшини әйибләп, америкиниң бу хитай ширкәтлиригә қойған чәклимисини бикар қилишни тәләп қилди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси адам ирәли сәйшәнбә күни 9 чәтәл ширкитигә имбарго қойғанлиқини җакарлиди. Буниң арисида 6 си хитай ширкити, иккиси һиндистанниң вә бири австралийиниң ширкити икән.
Адам ирәли сөзидә, ишәнчлик учурларға асасән, бу ширкәтләрниң иранға кәң көләмдә йоқутуш характерлик қоралларни ясиғили болидиған әсвап вә техникиларни сатқанлиқи ениқланғанлиқини билдүрди. Әмма бу ишәнчлик учурлар тоғрисида тәпсилий тохталмиди.
Америка 2000- йили " иранниң кәң көләмдә йоқутуш характерлик қораллирини чәкләш" қанун лайиһисини бекиткән иди. Бу қанун йолға қоюлуп 5 йилдин буян америка илгири-ахир болуп 40 нәччә ширкәткә имбарго бәргән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка 3 нәпәр америкилиқ хитайни ахбарат оғрилаш билән әйиблиди
- Хитай компютерчилири америка һөкүмитиниң компютерлириға һуҗум қилди
- Хав феңҗүн, хитайниң австралийидики җасуслуқ торини паш қилидиған пакитларни елан қилди
- Сабиқ хитай дипломати австралийидә хитай ишпийонлуқ тори барлиқини билдүрди
- Америка доклатида, хитайниң америкиға қаратқан җасуслуқ һәрикәтлириниң тәһдитини мөлчәрлиди