Хитай һөкүмити кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң доклатини рәт қилди

Хитай һөкүмити хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида елан қилған йиллиқ доклатини рәт қилди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати,18‏- январ күни 2006‏- йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилип, хитай һөкүмити болупму уйғур вә тибәт қатарлиқ азсанлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини қаттиқ дәпсәндә қиливатиду дәп көрсәткән иди.

Доклатта, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити алаһидә тилға елинған болуп, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң миллий кимликини вә уйғурларниң миллий мәдәнийити билән зич мунасивәтлик болған диний мәдәнийитини йоқ қилишни мәқсәт қилғанлиқи тәкитләнгән.

Хитай ташқи ишлар минстирлиқиниң баянатчиси, куң чүән бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклатиниң хата мәлуматларға таянғанлиқини билдүрүп, хитай асасий қануни диний әркинлик вә кишилик һоқуқни қоғдайду, деди. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org