Америка вә русийә иранниң ядро пиланини әслигә кәлтүргәнликигә әпсусланди

Америка билән русийә һәр иккила дөләт иранниң ядро тәтқиқат программисини әслигә кәлтүргәнликигә әпсусланғанлиқини ипадилиди.

Буниңдин илгири америка вә явропа иттипақи әгәр иран бу программини әслигә кәлтүрсә бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишидә иранға қарита җаза қоллинидиғанлиқиниму агаһландурған. Әмма иран һөкүмити сәйшәнбә күни хәлқарадики күчлүк қаршилиққа қаримастин 2 йилдин буян тоңлитип қойған ядро пиланини әслигә кәлтүрди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка ақ сарай баянатчиси скот маклилан " әгәр иран хәлқара шәртнамиләргә риайә қилмиса, у чағда бизниң бу әһвални б д т бихәтәрлик кеңишидә һәл қилмай башқа амалимиз йоқ" деди.

Русийә даирилириму америка билән бир тәрәптә турди һәмдә русийә ташқи ишла р миниситири сергей лавров америка ташқи ишлар министири кондолиза райс билән бу һәқтә телефон сөһбити өткүзгәндин кеейин, чаршәнбә күни иран вәзийити һәққидә мәхсус баянат елан қилип, иранниң бу һәрикитидин әпсусланғанлиқини билдүрди.

Шундақла явропадики әнглийә, франсийә вә германийә рәһбәрлири мушу һәптә иран мәсилисидә мәхсус сөһбәт өткүзүшни пиланлиди. Улар сөһбәттә асаслиқи иранниң бу мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә сунуш-сунмаслиқ мәсилисидә музакирилишиду. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org