Америка, әнглийә вә франсийә иранниң сөһбәт тәклипини рәт қилди

Америка, әнглийә вә франсийә иранниң явропа иттипақи билән болған ядро мәсилисидики сөһбәтни әслигә кәлтүрүш тәклипини рәт қилди. Буниң билән иран ядро мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңишигә сунуш тиришчанлиқлири техиму күчәймәктә.

Иранниң бир алий әмәлдари сәйшәнбә күни әнглийә, франсийә вә германийә ташқи ишлар министириға хәт сунуп, сөһбәтни әслигә кәлтүрүш арзусини ипадилигән иди. Лекин хәттә, уларниң явропа иттипақи билән болған ядро пиланини тоңлитиш келишимигә бойсунидиған яки сунмайдиғанлиқи тилға елинмиған.

Америкиниң хәлқара ядро енергийә идарисидики вәкили " ишинимизки хәлқара ядро енергийә идариси келәр айда иранниң ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә суниду" дәп билдүрди. Әмма иран ташқи ишлар министири бу хил еһтималлиқниң кичикликини әскәртти.

Иран даирилири бу айниң башлири хәлқарадики қаршилиқларға қаримастин, 2 йил давамлашқан ядро тәтқиқатини тохтитиш вәзийитигә хатимә берип, ядро тәтқиқатини әслигә кәлтүргән иди. Шундақла теһран даирилири бу ядро пиланиниң пәқәт тинч мәқсәттә елип берилидиғанлиқини тәкитләп кәлди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org