Америка һөкүмити иран ядро мәсилсини б д т бихәтәрлик кеңишигә елип беришни тәләп қилди
-
2006-01-19 -
-
-
Америка һөкүмити иран ядро мәсилсини тиздин б д т бихәтәрлик кеңишигә елип беришни тәләп қилди. Русийә билән хитай болса, бу мәсилигә сәвирчанлиқ билән муамилә қилиниши керәкликини баян қилмақта.
Америка ташқи ишлар минситири кондализа райс 19- январ күни вашнгтонда мухбирларға бәргән баянатида, иран мәсилсидә бизниң мәйданимиз наһайити очуқ.Бу мәсилини б д т бихәтәрлик кеңишигә елип бериш вақти йтип кәлди, деди.
Роетирис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, кондализа райс русийиниң тәклипи тоғрисида бирнемә демигән. яврупа иттипақи бир күн бурун русийиниң иран мәсилсини б д т бихәтәрлик кеңишигә һавалә қилиш тоғрисида бәргән тәклипни рәт қилған иди . Чүнки русийниң тәклипи иран ядро мәсилсини б д т бихәтәрлик кеңишигә рәсмий елип беришни әмәс, иран мәсилси һәққидә бихәтәрлик кеңишигә мәлумат беришнила мәқсәт қилидикән .
Әгәр иран мәсилси б д т бихәтәрлик кеңишигә рәсмий елип берилса, бу иранға қарита имбарго йолға қойолидиғанлиқиниң бишарити болидикән. Әмма бихәтәрлик кеңишигә мәсилә һәққидә мәлумат бериш имбарго йолға қоюш үчүн йетәрлик қануний васитиларға игә болалмайдикән. Хитай һөкүмити болса, иран мәсилсиниң дипломатийә йоли арқилиқ биртәрәп қилиниши керәкликини тәкрарлиди.
Хәвәрләргә қариғанда, иран билән йеқин сода мунасивәтлиригә игә болған русийә вә хитай, иранға қарита йолға қойолидиған имбаргониң уларниң иқтисадий мәнпәәтлиригә зиян йәткүзүп қилишидин әндишә қилидикән. (Қанат)
Мунасвәтлик мақалилар
- Америка, әнглийә вә франсийә иранниң сөһбәт тәклипини рәт қилди
- Америка, яврупа иттипақи, русийә вә хитай вәкиллири иранниң ядро мәсилисини көрүшти
- Америка вә русийә иранниң ядро пиланини әслигә кәлтүргәнликигә әпсусланди
- Иран парис тиллиқ дөләтләрниң һәмкарлиқини қуриду
- явропа иттипақи билән иран ядро мәсилисидә сөһбәтләшмәкчи