Америка, яврупа иттипақи, русийә вә хитай вәкиллири иранниң ядро мәсилисини көрүшти


2006.01.16

Америка, әнгилийә, франсийә вә германийиниң вәкиллири 16‏- январ күни әнгилийиниң пайтәхти лондонда русийә вә хитай вәкиллири билән учришип, иранниң ядро пиланини әслигә кәлтүргәнликигә қарши қандақ тәдбир елиш керәклики мәсилиси үстидә сөһбәт елип барди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, иран ядро мәсилисини б д т бихәтәрлик кеңишигә елип бериш лондондики учришишниң асаслиқ темисини тәшкил қилған.

Америка, әнгилийә, германийә вә франсийә иранға қарши қаттиқ тәдбир қоллинишқа тиришиватқан болуп, мәзкур төт дөләт бу мәсилидә русийә вә хитайниң һимайисини қолға кәлтүрүшкә тиришмақта.

Иран билән йеқин иқтсадий мунасивәтләрдә болған русийә билән хитай һазирғичә ядро мәсилисидә иранға қарита қаттиқ тәдбир қоллинишқа қарши позитсийидә болуп кәлгән. Әмма хәвәрләргә қариғанда, иранниң ядро пиланини әслигә кәлтүрүш қарари һәтта русийә вә хитайниң позитсийисидиму бәзи өзгиришләргә сәвәб болған.

Иран һөкүмити өткән һәптә ядро пиланини әслигә кәлтүрүп, ураниум тавлаш ишини қайтидин башлиғанлиқини җакарлиған иди. Иранниң бу һәрикити америка вә яврупа иттипақи дөләтлирини қаттиқ әндишиләндүргән.

Ғәрб дөләтлири болупму америка, иранниң ядро қорал ясашқа тиришиватқанлиқини билдүрмәктә. Лекин, иран ядро пиланиниң пәқәт електир енергийиси ишләпчиқиришни мәқсәт қилидиғанлиқини баян қилмақта. (Қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.