Бағдадта йәнә партлитиш вәқәси йүз бәрди
2004.09.17
Ирақ пайтәхти бағдадта җүмә күни өзини өлтүрүвелиш характерлик партлаш вәқәси йүз бәрди. Британийә радио- телевизийә ширкити б б с, партлаш вәқәси аз дегәндә бәш адәмниң җениға замин болғанлиқини хәвәр қилди.
Ройтерс ахбарат агентлиқи ирақ даирилириниң мәлуматини нәқил кәлтүрүп, вәқәдә 13 адәмниң өлгәнликини илгири сүргән. Партлаш бағдад шәһәр мәркизидики бир ават кочида йүз бәргән, өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗум шәһәр мәркизидики рәшид кочисида бир сақчи машинисини нишанға алған. Вәқәдин сәл илгири америка қисимлири билән ирақ қаршилиқ көрситиш күчлири арисида рәшид кочисиниң йенидики һайфа мәһәллисидә қаттиқ тоқунуш болған иди. Бу ирақ сақчи қисимлириниң мушу бир һәптә ичидә 3 - қетим чоң көләмдики һуҗумға учриши болуп һесаблиниду.
Буниң алдида сәйшәнбә күни йүз бәргән бағдадтики партлаш вәқәсидә 47 адәм өлгән, бақубадики ирақ сақчилириға қаритилған һуҗумда 10 сақчи өлтүрүлгән иди. Пәйшәнбә күни кәчтә америка уруш айропиланлири фалуҗаһдики террорчилар йошуринивалди дәп қаралған нишанларни бомбардиман қилған. Америка һәрбий даирилири, қаршилиқ көрситиш күчлириниң 60 адими йоқитилғанлиқини җакарлиди. Фалуҗаһдики сәһийә даирилири болса өлгәнләр ичидә пуқраларниңму барлиқини билдүрмәктә . Бу арида америка мәркизи ахбарат идариси, ирақтики тоқунушниң шиәләр, сүннийләр вә кордлар оттурисидики тоқунушқа айлинип кетиш еһтимали барлиқини илгири сүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақта партлаш вәқәси йүз берип, 47 адәм һаятидин айрилди
- Шималий корийә һөкүмити 9 - сентәбирдики чоң партлаш һәққидә чүшәндүрүш бәрди
- Америка дипломатик әмәлдари хитайдики зияритини башлиди
- Ирақта америка әскәрлири билән қораллиқ күчләр тоқунуши давамлашмақта
- Сабиқ ирақ диктаториниң ярдәмчиси иззәт ибраһим әл дори қолға чүшти
- Ирақта гөрүгә елинған түркийилик тутқунлар өлтүрилди
- Ирақниң вақтлиқ парламент әзалири қәсәм ичип вәзипә тапшуривалди
- Ирақниң нөвәттики вәзийити
- Ирақта тоқунуш йәнә давамлашмақта
- Ирақ сақчилири нәҗәфтики имам әли мәқбәрисигә кирди