Америка ирақтики һәрбий қошунини қисқартишни пиланлимақта
2005.11.23
Америкидики "вашингтон почтиси" гезитиниң чаршәнбә күни хәвәр қилишичә, нөвәттә америка дөләт мудапиә министирлиқи келәр йили бешидин башлап, ирақта турушлуқ америка әскәрлириниң санини қисқартишни пиланлимақта. Бу дөләт мудапиә министирлиқиниң дәсләпки лайиһиси болуп, ирақта йүз бәргән һәр қандақ чоң вәқәләр бу лайиһигә тәсир көрситиши мумкин икән.
Америка ташқи ишлар министири кондолиза райсму бу хәвәрни испатлап, ирақта һазир нурғун илгирләшләрниң боливатқанлиқини, шуңа америкиниң әмди ирақта һазирқи көләмдики қошун турғузишиниң һаҗәтсиз икәнликини билдүрди. Әмма у бу пиланниң ениқ күн тәртиви вә қисқартилидиған әскәрләрниң сани тоғрисида тәпсилий тохталмиди.
Нөвәттә ирақта тәхминән 160 миң америка әскири туриватқан болуп, "вашингтон почтиси" гезитиниң бир юқири дәриҗилик дөләт мудапиә министири әмәлдариниң сөзини нәқил кәлтүришичә, келәр айдики ирақ сайлимидин кейин, америка әскири аз дегән 138 миңға қисқартилиши мумкин икән.
Америкидики йәнә бир қисим сиясий анализчилар, келәр йилиғичә америка әскириниң 100 миңға қисқартилиши мумкинликини пәрәз қилмақта. Хәвәрдә мәлум болишичә, ирақтин қисқартилған америка әскәрлири кувәйиткә яки башқа парис қолтуғи дөләтлиригә йөткилиши мумкин. (Пәридә)