Буш ирақтин қошун чекиндүрүш вақит җәдвилини бекитмәйдиғанлиқини ейтти
2005.11.30
Дөләт ичидә ирақ мәсилисидә барғансери күчлүк бесимға дуч келиватқан америка президенти җорҗ в буш чаршәнбә күни ирақ мәсилисидики истратегийилик пиланини оттуриға қоюп, америкиниң һазир ирақтин қошун чекиндүрүш вақит җәдвилини бекитмәйдиғанлиқини билдүрди.
Чаршәнбә күни буш, америка мариланд штатиниң анаполис шәһиридики америка деңиз армийә академийисидә қилған нутиқида, ирақтин қошун чекиндүрүш вақит җәдвилини түзүш қаришиға рәддийә берип, бундақ қилишниң америкиниң иттипақдаш дөләтлиригә хата сигнал берип қойидиғанлиқини һәмдә террорчиларни биз мушундақ давамлиқ һуҗум қиливәрсәкла, америкини мәғлуб қилалаймиз дәйдиған уқумға кәлтүрүп қоюдиғанлиқини әскәртти.
Буш йәнә, америкиниң қошун чекиндүрүшиниң, ирақ вәзийитигә бағлиқ болуп, буниң вашингтондики сиясийонларниң қарариға қарашлиқ әмәсликини билдүрди. У, ирақтики америка армийисигә өзгәртиш киргүзүп, америка армийисини мәлум дәриҗидә қисқартиши мумкинликини, әмма алдинқи сәп еһтияҗи болған чағда, һәтта әскәр көпәйтиш еһтималлиқиниң барлиқини тәкитлиди.
Президент буш һазир дөләт ичидә барғансери чоң сиясий бесимға дуч келиватқан болуп, америкидики демократчилар бушниң ирақ урушини тездин ахирлаштурушини күчлүк тәләп қилмақта. (Пәридә)