Ирақтики җәңдә 200 нәпәр қаршилиқ көрсәткүчи җәңчи өлтүрүлди
2007.01.29
Дүшәнбә күни ирақ мудапиә минстирлиқиниң баянатчиси муһәммәт әләскәри, ирақниң мәркизи райониға җайлашқан нәҗәф шәһири йеқинида ирақ бихәтәрлик қисимлири билән" җәннәтниң әскәрлири" намлиқ қораллиқ бир шиә тәшкилатиниң әзалири оттурисида йүз бәргән қаттиқ тоқунушларда 200 милитанниң өлтүрүлгәнликини һәмдә 120 синиң тирик қолға чүшкәнликини билдүрди.
Әләскәриниң баянатидин бурун, нәҗәфдики ирақ һөкүмәт даирилири йәкшбәнбә күни йүз бәргән тоқунушларда 300 милитанниң өлтүрүлгәнликини хәвәр қилған иди.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ирақ мудапиә минстирлиқиниң баянатчиси әләскәри, тоқунушларда ирақ һәрбий қисимлириниң һәрхил тептики 500 дин артуқ қорал, еғир аптуматлар орунлаштурулған нурғунлиған машина вә наһайити муһим материялларни қолға чүшүргәнликини билдүргән. Униң ейтишичә, тоқунушларда үч ирақ әскири өлгән вә үч әскәр яриланған. Шундақла бу тоқунушлар җәрянида ирақ һәрбий қисимлириға ярдәм бериш үчүн кәлгән бир америка һәрбий тик учариниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә икки америка әскири өлгән.
Ирақ һөкүмәт даирилириниң билдүрүшичә, "җәннәтниң әскәрлири" намлиқ шиә тәшкилатиниң рәһбири, йәкшәнбә күнидики тоқунушлар җәрянида өлгәнлар арисида икән. Уларниң ейтишичә, бу гуруппа ичидә сүнний милитантларму бар болуп, тәшкилатниң әлқаидә тәшкилати билән йеқин мунасивити бар икән.
Дүшәнбә күни ирақта йәнә тоқунушлар вә партлашлар давамлашқан болуп, аз дегәндә 36 кишиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бағдадта бир нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдар өлтүрүлди
- Ирақтики партлашларда 100 гә йеқин киши өлди
- Бағдатта зораванлиқ һәрикәтлири давамлашмақта
- 2006 - Йили, ирақтики қанлиқ вәқәләрдә өлгән пуқралар сани 34 миңдин ашти
- Учур вастилири җорҗи буш елан қилиш алдида турған йеңи ирақ сияситиниң мәзмунлирини ашкарилиди