Аяд алави ирақ сайлимидин кейин хәлқни бирлишишкә чақирди


2005.01.31

Тарихий әһмийәткә игә ирақ сайлими ахирлишиш биләнла ирақ вақитлиқ һөкүмитиниң баш министири ияд алави ирақ хәлқиниң әмди охшимаслиқларни бир чәткә қоюп, бирлишишкә қарап меңишини тәләп қилди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, аяд алави сайламдин кейинки тунҗи мухбирларни күтивелиш йиғинида қилған сөзидә, " террористлар әмди өзлириниң йеңәлмәйдиғанлиқини билди" дигән.

Ирақтики америка депломатлириниң билдүришичә, гәрчә ирақниң оттура қисмиға җайлашқан сүнний мусулманлириниң сайламға қатнишиши мөлчәрдикидин азрақ яхши болсиму, әмма омумйүзлүк ейтқанда сүнний мусулманлири сайламға,ирақтики куртлар вә шийә мусулманлириға қариғанда йәнила наһайити аз қатнашқан. Һәтта сүнний мусулманлири районидики бәзи сайлам понкитлири тақиветилгән. Америка даирилири нөвәттә бу әһвалниң, мәзкүр районда қаршилиқ һәрикәтлирини әвҗ алдуришидин һәмдә сүнний мусулманлириниң сайлам нәтиҗисини етирап қилмаслиқидин әндишә қилмақта.

Сайлам өткүзүлгән күни ирақта, чоң вә кичик типтики һуҗумлардин болуп җәмий 100 дин ошуқ қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәргән болуп, һәтта дүшәнбә күни әнглийиниң ирақта турушлуқ бир данә тик учар айропилани һуҗумға учрап 10 әнглийә әскири қаза қилған. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.