Ирақта сайлам ғәлибилик аяғлашти
2005.12.16
Тинчлиқни төт көзи билән күтүп туриватқан ирақ хәлқиниң сайлими ғәлибилик аяғлашти. Сайлам комитети баянатчисиниң билдүрүшичә, сайламға қатнашқан сайлам әһлиниң сани 11 милйонға йәткән болуп, бу ирақ омумий нопусниң 70 % ини игиләйдикән .
Америка президенти җорҗ буш, ирақ хәлқиниң, террорчиларниң тәһдитигә қаримастин, сайламниң ғәлибилик аяғлишиға аваз қошқанлиқидин хурсән болғанлиқини билдүрди.
Зораванлиқ аз көрүлгән
Президент буш мундақ деди: " ирақ хәлқиниң демократийигә қарап маңған биринчи қәдиминиң нәтиҗилик аяғлаштурғанлиқини көрүш, мениң үчүн ейтқанда интайин хушаллинарлиқ бир иш, нәччә он миңлиған ирақ хәлқи сайламға қатнашти, мән бу қетимқи сайламда чүшкән беләт санидин техи хәвәрдар болмидим, бирақ биз ишинимизки , беләт ташлаш нисбитидин қариғанда сайлам авази интайин юқири болди, кишини толиму хошал қилидиған йәнә бир иш, сайлам җәрянида зораванлиқ һәрикәтлири аз көрүлди" .
Америка дөләт мудапиә министири рамисфелд, ирақта өткүзүлгән сайламға баһа берип "бу қетимқи сайлам, ирақ хәлқиниң дүшмини үчүн бир мәғлубийәт һесаблиниду " деди.
Бу арида ақ сарайниң баянатчиси мәклелун , сайламға сүнний мусулманлириниң интайин көп беләт ташлиғанлиқини билдүрди, президент буш болса "сүнний мусулманлириниң сайламға көп аваз қошуши, бир тәрәптин ирақниң дағдам сиясий истиқбалидин , йәнә бир тәрәптин суннийләрдин тәшкилләнгән қораллиқ күчләрниң аҗизлашқанлиқидин дерәк бериду" деди.
Буш: мәқситимиз демократик ирақ бәрпа қилиш
Президент буш сөзидә йәнә, бизниң нишанимиз, демократийини қоллайдиған, қоғдайдиған , террорчилиққа ортақ қарши туридиған ирақ дөлитини бәрпа қилиш шуниңдәк мәйли иран яки сүрийигә охшаш, әтраптики дөләтләргә үлгә яритишини қолға кәлтүрүш" деди. Ақ сарайниң баянатчиси мекилилан сайлам һәққидә йәнә " ирақтики әркин сайлам, террорчиларға әҗәллик зәрбә болди, америка террорчиларниң ирақни вастә қилип туруп, америка вә униң иттипақдашлириға һуҗум қилишиға һәргиз йол қоймайду" деди.
Америка президенти җорҗ буш йәнә бир қетим америка қошунлириниң давамлиқ ирақта туруш ирадисини билдүрүп, вәзипә аяғлашқанға қәдәр бу земиндин һәргиз қошун йөткимәйдиғанлиқини, әгәр қошун йөткәлсә бир тәрәптин дүшмәнгә җасарәт бериш, америка қошуниға хата сигнал берип қоюш ақивитиниң мәйданға келидиғанлиқини тәкитлиди.
Сайлам хәлқара өлчәмләргә уйғун елип берилған
Ирақта сайлам беләтлирини санаш хизмити елип бериливатқан болуп, сайламға һуҗум қилиш һәрикәтлири, сайлам паалийәтлириниң давамлишишиға тосқунлуқ қилалмиған. Сайлам хадимлириниң доклатлириға қариғанда , ирақта сайлам интайин қизғинлиқ ичидә өткүзүлгәндин сирт, мәмликәт бойичә сайламға қатнашқанларниң нисбити интайин юқири болған. Хәлқара көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, ирақ сайлими хәлқара өлчәмләргә уйғун йосунда елип берилған.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, сайлам әһлиниң саниниң көплүкидин бир қисим районларда , сайлам вақти бир саәттин артуқ узартилған .
Сайлам комитети , сайлам нәтиҗисиниң икки һәптидин кейин мәлум болидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, сайлам җәрянида йүз бәргән хаталиқ вә инкаслар үстидин тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүрди. Сүнний әрәбләрниң сайламға беләт ташлаш нисбити интайин юқири болуп, қаршилиқ көрсәткүчи күчләр әң көп паалийәт елип бериватқан ирақниң ғәрбидики районларда сайлам беләтлири кәмчил болуш һадисисини кәлтүрүп чиқарған.
Ирақ президенти талабани " бүгүн , ирақ хәлқи үчүн байрам, ирақ хәлқи сайлап чиққан һәр бир вәкил пүтүн ирақ хәлқиниң кәлгүси һөкүмитигә вәкиллик қилиду" дәп көрсәтти. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ирақ парламент сайлиминиң беләт ташлаш ишлири ахирлашти
- Америка президенти буш ирақта һазирғичә 30 миң кишиниң өлгәнликини билдүрди
- Америка қошуни ирақниң ғәрбидә зор йоқитишқа учриди
- Ирақ сүнни мусулманлири хәлқарадин түрмә вәқәсини тәкшүрүшни тәләп қилди
- Ирақниң йеңи асасий қанунини мақуллуқтин өтти
- Бағдатта елип берилған өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумда 4 киши өлди
- Ирақтики асасий қанун сайлими аяқлашти