Исраилийә қошуни ғәззидики йәһудийларни мәҗбурий көчүрмәктә

Ғәззә районида олтурақлашқан йәһудийларниң бу йәрдин көчүп чиқип кетиш ахирқи муддити сәйшәнбә күни кәчтә тошқандин кейин, исраилийә һәрбий даирилири чаршәнбидин башлап бу йәрдин көчмәй туривалған йәһудийларни мәҗбурий көчүрүшкә башлиди.

Ғәззә районида олтурақлишивалған йәһудийларниң бу йәрдин көчүп чиқип кетиш ахирқи муддити сәйшәнбә күни кәчтә тошқандин кейин, исраилийә һәрбий даирилири чаршәнбидин башлап бу йәрдин көчмәй туривалған йәһудийларни мәҗбурий көчүрүшкә башлиди.

Һәрбий даириләр бу йәрдики йәһудий аһалиләрни мәҗбурий көчүрүш билән биргә, топа түртүш машинилири билән ғәззидики йәһудийлар олтурақлашқан неве декалим дегән җайдики чедир вә тамларни өрүп маңди.

Бу районда илгири 8500 йәһудий аһалиси яшайдиған болуп, көчүш буйруқи чүшкәндин кейин, буларниң йерими көчүп кәткән иди. Исраилийә һәрбий даирилири бу йәрдә қелип қалған йәһудийларни мәҗбурий көчүрүш һәрикитиниң йәнә 48 саәт давамлишидиғанлиқини билдүрди.

Бу арида исраилийә баш министири ариал шарон, исраилийә әскәрлириниң ғәззидики йәһудийларни көчүрүш һәрикитидә көрсәткән ақиланилиқи вә соғуқ қанлиқидин толиму тәсирләнгәнликини билдүрүп, амминиң ғәзивини әскәрләрдин чиқармаслиққа чақирди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org